америка мусулманлири рамизанниң тунҗи таравиһ намизини нийу йорк таймес мәйданида оқуди

америка мусулманлири нийу йоркниң символлиридин бири болған таймес мәйданиға йиғилип, рамизанниң тунҗи таравиһ намизини оқуди.

2113541
америка мусулманлири рамизанниң тунҗи таравиһ намизини нийу йорк таймес мәйданида оқуди
times ramazan teravih.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: рамизанниң башлиниши билән америкада йашайдиған милйонлиған мусулманлар өз районидики җамә вә мәсчитләргә таравиһ намизи үчүн топланди.

миңлиған мусулманлар нийу йоркниң әң муһим символлириниң бири болған таймес мәйданиға йиғилип, рамизанниң тунҗи таравиһ намизини оқуди. намаздин кейин, ғәззә үчүн дуа қилди.

пайтәхт вашингтондин йерим саәт йирақлиқтики америка диний ишлар мәркизидиму рамизанниң тунҗи таравиһ  намизи оқулди.

таравиһ  намизиға нурғун кишиләр топланди.  җамәниң ташқи һойлиси вә бағчисиму җамаәт билән лиқ толди.

намаздин кейин, барлиқ мусулманларға, болупму ғәззәгә алаһидә дуа қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر