америка анадолу райониға аит 41 тарихий йадикарлиқни түркийәгә қайтуруп бәрди

америкада қолға чүшүрүлгән анадолу райониға аит 41 тарихий йадикарлиқ, нийу йоркта түркийә мәсуллириға тапшуруп берилди.

2073161
америка анадолу райониға аит 41 тарихий йадикарлиқни түркийәгә қайтуруп бәрди
anadolu tarihi eser boubon burdur.jpg
anadolu tarihi eser boubon burdur.jpg
anadolu tarihi eser boubon burdur.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: узунға созулған сот ишлири нәтиҗисидә түркийәгә қайтуруп бериш қарар қилинған тарихий йадикарлиқлар үчүн түркийәниң нийу йорктики әлчиханисида мурасим өткүзүлди.

америкадики бәзи музейларниң вәкиллири билән бәзи америкалиқ академиклириму қатнашқан мурасимда, мәдәнийәт вә сайаһәт ишлири министирлиқи мәсуллири, мәнхатон районлуқ тәптиш мәһкимиси билән һәмкарлишип хизмәт қилиш нәтиҗисидә қолға чүшүрүлгән анадолу райониға аит 41 парчә мәдәний мирас тапшуруп елинди.

тарихий йадикарлиқлар миладидин бурунқи 7 - әсирдин миладидин кейинки 7 - әсиргичә болған кәң дәвргә аит икәнлики билдүрүлди.

қайтуруп берилгән тарихий йадикарлиқларниң тәхминән 60 йил илгири бурдурдики бобон қәдимкий шәһиридин америкаға әткәс қилинғанлиқи вә һәр хил музей вә топлиғучиларға сетилған бир қисим әсәрләрниму өз ичигә алидиғанлиқи билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر