кападокйани 3 милйондин артуқ сайаһәтчи зийарәт қилди

түркийәниң муһим сайаһәт районлиридин бири болған нәвшәһир вилайитиниң кападокйа районидики музейлар вә харабиликләрни 1-айдин 8-айғичә 3 милйон 53 миң 827 сайаһәтчи зийарәт қилди.

2033880
кападокйани 3 милйондин артуқ сайаһәтчи зийарәт қилди

түркийә авази радийоси хәвири: нәвшәһир валий мәһкимисиниң билдүрүшичә, пәрибаҗалири (пәри турхунлири), иссиқ һава шарлири, йәр асти шәһәрлири, қийалиқларға ойуп йасалған меһмансарайлири вә черкавлири билән даңлиқ кападокйа районидики сайаһәт мәркәзлирини бу йил 1-айдин 8-айғичә болған арилиқта түркийәлик вә чәт әллик болуп, җәмий 3 милйон 53 миң 827 сайаһәтчи зийарәт қилған.

нәвшәһир вилайәтлик мәдәнийәт вә сайаһәт идарисиға қарашлиқ музейлар ичидә һаҗибәкташи вәли музейини 285 миң 200 сайаһәтчи зийарәт қилған. шуниң билән, бу музей әң көп сайаһәтчиләргә саһибханлиқ қилған җай болуп қалған.

зәлвә харабиликини 109 миң 14, гөрәмә дала музейини  100 миң 565 йәрлик вә чәт әллик сайаһәт зийарәт қилған.

бу райондики бу йил зийарәт қилинған сайаһәт мәркәзлири бултур охшаш мәзгилдә 2 милйон 544 миң 909 йәрлик вә чәт әллик сайаһәтчини күтүвалғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر