нйу йоркта әзан авази тунҗи қетим җамәләрдин  йаңратқудин аңланди

америка қошма иштатлириниң нйу йорк шәһиридә әзан җамәләрдә тунҗи қетим йаңратқу арқилиқ ейтилди.

2032201
нйу йоркта әзан авази тунҗи қетим җамәләрдин  йаңратқудин аңланди

түркийә авази радийоси хәвири: манхаттан районидики әң чоң җамәләрдин бири болған нйу йорк ислам мәдәнийәт мәркизи җамәсидә җүмә вақтида әзан тунҗи қетим йаңратқу арқилиқ ейтилди.

нйу йорк шәһәр башлиқи ерик адамс 29-авғуст күни өткүзүлгән мухбирларни күтүвелиш йиғинида, нйу йорк шәһиридики җамәләрдә җүмә күни җүмә вақтида вә рамизан ейида иптар вақтида әзанниң йаңратқу арқилиқ ейтилидиғанлиқини уқтурғаниди.

у ислам дининиң хиристийан дини, йәһудий дини вә башқа динларға охшашла нйу йорк мәдәнийитиниң муһим тәркибий қисми икәнликини, җамәләрниң җинайәткә қарши күрәш вә қанунсиз көчмәнләр мәсилисидә зор йардәмдә болғанлиқини байан қилған, һәмдә мусулман рәһбәрләргә хитабән мундақ  дегәниди:

«силәргә тегишлик һәқ – һоқуқларни беришкә вәдә беримиз.»

игилинишичә, нйу йорк шәһириниң бу һәқтә чиқарған қарариға асасән, нйу йорк шәһиридә әзан җүмә күнлири җүмә вақтида шу җай вақти саәт 12.20 дин 13.30 ғичә, рамизанда ейида болса иптар вақтида «мувапиқ сәвийәдә» йаңратқу арқилиқ ейтилидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر