трабзонниң мачка наһийәсигә җайлашқан сүмәла монастирида 10 – нөвәтлик диний мурасим өткүзүлди

түркийәдики муһим етиқад мәркәзлириниң бири болған сүмәла монастирида «мәрйәм аниниң көккә көтүрүлүш күни» дәп қобул қилинидиған мурасим, ортодокислар тәрипидин фәнәр рум патрики бартоломевниң рийасәтчиликидә өткүзүлди.

2025074
трабзонниң мачка наһийәсигә җайлашқан сүмәла монастирида 10 – нөвәтлик диний мурасим өткүзүлди

түркийә авази радийоси хәвири: трабзонға җайлашқан сүмәла монастирида «мәрйәм аниниң көккә көтүрүлүш күни» дәп қобул қилинидиған мурасим өткүзүлди.

мурасимда, хиристийан диний затлар дуа вә қәсидиләр оқуди. мурасимға, нурғун санда ортодокислар қатнашти.

сүмәла монастири вә харабиликидә мурасим сәвәбидин күчлүк бихәтәрлик тәдбирлири йолға қойулди.

фәнәр рум патрики бартоломов сөзлигән нутиқида йеқинқи 10 йил ичидә монастирдики мурасимларға рийасәтчилик қилиштин толиму шәрәп һес қилидиғанлиқини билдүрүп: «җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанға, болупму бизниң бу йәрдә болушимизға йардәм қилған ички ишлар министиримизға, мәдәнийәт вә сайаһәт ишлири министиримизға, валий вә йәрлик башқурғучиларға миннәтдарлиқимизни билдүримиз. зийаритимиз җәрйанида зөрүр болған тәдбирләрни йолға қойған сақчи хадимлириға рәһмәт ейтимиз. бүгүн биз улар үчүнму дуа қилдуқ» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر