түркийәниң йаш еғирлиқ көтүрүш маһирлири йавропада 57 медалға еришти

мәмликәтлик тәнһәрикәтчилиримиз руминийәниң пайтәхти бухарестта өткүзүлгән йашлар вә 23 йаштин төвән йавропа еғирлиқ көтүрүш ләвһә талишиш мусабиқисидә 57 медалға еришти.

2020679
түркийәниң йаш еғирлиқ көтүрүш маһирлири йавропада 57 медалға еришти

түркийә авази радйоси хәвири: түркийә еғирлиқ көтүрүш федератсийәсиниң байанатиға асасланғанда, 23 тәнһәрикәтчи билән бу қетимқи мусабиқиға қатнашқан дөләтлик командимиз 21 алтун, 23 күмүш вә 13 мис медал болуп, җәмий 57 медалға еришкән.

көз қарашлири байанатқа киргүзүлгән түркийә еғирлиқ көтүрүш федератсийәсиниң рәиси талат унлу йавропа чолпанлар ләвһә талишиш мусабиқисидин кейин йашларниң зор утуқларни қолға кәлтүргәнликини билдүрди.

талат унлу, «биз барлиқ еғирлиқ көтүрүш түрлиридә дегүдәк медалға ериштуқ» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر