йавропа соти үч әнглийәликниң әрзини рәт қилди

йавропа иттипақи сот мәһкимиси әнглийә пуқралириниң брегзит (әнглийәниң йавропа иттипақидин чекиниши) билән йавропа иттипақиниң пуқралиқ һоқуқидин мәһрум қилинишиға қарши сунулған дәваларни рәт қилди.

2000274
йавропа соти үч әнглийәликниң әрзини рәт қилди

түркийә авази радийоси хәвири:  баш иштаби лйуксембургқа җайлашқан йавропа иттипақиниң әң алий қанун оргини болған йавропа әдлийә соти, әнглийә пуқралири брегзит келишимигә қарши сунған үч дәва үстидә һөкүм чиқарди.

сот мәһкимиси әнглийә пуқралириниң брегзит нәтиҗисидә йавропа иттипақи пуқраси болуш һоқуқидин мәһрум қилинғанлиқиға мунасивәтлик әрзлирини рәт қилди.

қарарда, «йавропа иттипақиниң пуқралиқ салаһийитини йоқитиш вә  бу салаһийәткә бағлиқ болған һәқ-һоқуқниң әмәлдин қелиши, әнглийәниң йавропа иттипақидин чекиниш қарариниң аптоматик нәтиҗисидур» дейилди.

әнглийәлик үч киши брегзит нәтиҗисидә йавропа иттипақи пуқраси болуш һоқуқидин мәһрум қилинғанлиқиға қарши йавропа иттипақи сотиға әрз сунған иди.

әнглийә, галлер, шималий иреландийә вә шотландийәдин тәркиб тапқан бирләшмә падишаһлиқта 2016-йили ийунда өткүзүлгән реферандумда %48 кә қарши %52 аваз билән йавропа иттипақидин чекиниш қарари чиққан иди.

әнглийә бирләшмә падишаһлиқи 2020-йили 31-йанвар йавропа иттипақидин рәсмий чекинип чиққан иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر