мисирда икки миң йиллиқ тарихқа игә олтурақ район тепилди

мисирниң җәнубидики луксор шәһиридә, рим дәвригә аит тәхминән 2 миң йиллиқ олтурақ район тепилди.

1937442
мисирда икки миң йиллиқ тарихқа игә олтурақ район тепилди

түркийә авази радийоси хәвири: мисир сайаһәт вә тарихий йадикарлиқлар министирлиқиниң йазма байанатида, луксор шәһириниң шәрқ тәрәптики луксор бутханисиға қошна районда миладидин илгирики 30 - йилдин миладидин кейинки 395 – йиллириға тәвә рим дәвридин қалған тунҗи олтурақ районниң оттуриға чиқирилғанлиқи билдүрүлди.

қәдимкий тебес антик шәһириниң бир қисми икәнлики билдүрүлгән бу районниң луксор вилайитиниң шәрқий деңиз қирғиқидики «әң муһим вә әң қәдимкий олтурақ район» сүпитидә ройхәткә елинғанлиқи уқтурулди.

һазир луксор шәһири дәп билинидиған тебес шәһири, қәдимкий мисирниң әң муһим шәһәрлириниң бирси һесаблиниду.

қәдимкий тебес вә мазалиқлири 1979- йилида б д т маарип, илим-пән вә мәдәнийәт тәшкилати-йунеско (UNESCO) тәрипидин дунйа мәдәнийәт мираслири тизимликигә киргүзүлгән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر