германийәдә түркийә кино- филим фестивали башланди

германийәдә өткүзүлгән 22 - нөвәтлик хәлқаралиқ фиранкфорт түркийә кино- филим фестивали франкфорт шәһири әтрапидики родгав йезисида башланди.

1848466
германийәдә түркийә кино- филим фестивали башланди

түркийә авази радийоси хәвири: һусәйин ситқий рийасәтчилик қилған вә мәдәнийәтләр ара йөткилиш җәмийити тәрипидин уйуштурулған фестивалниң ечилиш мурасимиға күмүш екранниң даңлиқ шәхслири қатнашти.

һүсәйин ситқий 30 кино қойулуши пиланған чоң бир фестивал арқилиқ кино сөйәрләрни бир йәргә җәм қилишни халайдиғанлиқини ейтти.

режиссор, синарист вә артис муфит җан сачинтиму бу фестивалниң түрк тили вә мәдәнийитигә вәкиллик қилидиғанлиқини билдүрди.

фестивал даирисидә, 1 – ийул җүмә күни һәр хил түрләр бойичә мукапат тарқитип берилиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر