һиндистанлиқ қиз билән пакистанлиқ йигит өз дөләтлиридә қилалмиған тойни анталйада қилди

кәшмир мәсилиси сәвәбидин һиндистан билән пакистан оттурисидики йирикчилик, һәр икки дөләтниң пуқралириға тәсир көрсәтмәктә.

1832448
һиндистанлиқ қиз билән пакистанлиқ йигит өз дөләтлиридә қилалмиған тойни анталйада қилди
pakistan-hindistan dugun evlilik.jpg
pakistan-hindistan dugun evlilik.jpg
pakistan-hindistan dugun evlilik.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: америкада йашайдиған һиндистанлиқ симита калан билән пакистанлиқ фәрхан һүсәйин өз дөләтлири оттурисидики йирикчилик сәвәбидин той қилалмиғандин кейин, тойини анталйада қилди.

һиндистанлиқ симита калан билән пакистанлиқ фәрхан һүсәйин өткән йили той қилиш қарариға келишкән иди.

аилиләр дәсләптә ккилинип нарзилиқ билдүрди. әмма, қиз йигит билән тонушқандин кейин, тойға мақул болди.

өз дөләтлиридә той қилалмиған бу бир җуп, той мурасими үчүн башқа дөләтләрни издәшкә башлиди. нурғун дөләтләрни тәкшүргәндин кейин, ахири түркийәни таллап, анталйаниң манавгат наһийәсидики деңиз саһилида той қилди.

һәм пакистан, һәм һиндистанниң әнәниси бойичә өткүзүлгән тойға қатнишиш үчүн һәр икки дөләттин туғқанлири анталйаға кәлди.

дәсләптә исламий усуллар бойичи никаһ қилиш билән башланған той мурасими, һиндистан әнәниси бойичә давамлашти.

той мурасими тойға қатнишалмиған һиндистандики меһманларға интернет арқилиқ биваситә көрситилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر