түркийә диний ишлар фонди җәмийити сербийәдә муһтаҗларға рамизанлиқ йемәклик тарқатти

түркийә диний ишлар фонди җәмийити  билән германийәдики диний ишлар түрк - ислам бирлики сербийәдә муһтаҗларға 1500 кишилик рамизанлиқ йемәклик тарқатти.

1812595
түркийә диний ишлар фонди җәмийити сербийәдә муһтаҗларға рамизанлиқ йемәклик тарқатти

түркийә авази радийоси хәвири: рамизанлиқ йемәкликләр, түркийәниң белград әлчиханиси аммиви ишлар мәслиһәтчилик ишханисиниң рийасәтчиликидә 10 шәһәр вә 13 охшимиған нуқтида муһтаҗларға тарқитилди.

түркийәниң белград әлчиханиси аммиви ишлар мәслиһәтчилик ишханисиниң мәсули әртуғрул җошқун, бу һәқтә елан қилған байанатида, мундақ деди: «һәр йилдикигә охшашла, бу йил рамизан ейидиму түркийә диний ишлар фонди җәмийити  билән германийәдики диний ишлар түрк - ислам бирликиниң йардәм сәвәпәрлики паалийәтлири даирисидә, сербийәниң белград вә йеңи базарни өз ичигә алған бор, ниш, прешова, прибой, сҗенитса, тутин, мали зворник вә нови сад қатарлиқ шәһәрлиридики еһтийаҗлиқ кишиләргә рамизанлиқ йемәкликләр йәткүзүп берилди. илаһий рәһмәт ейи рамизанда, көңүл җуғрапийәмизни унтуп қалмиған қериндашлиримизниң аманәтлири, қериндашлиримиз вә диндашлиримизға саламлар билән йәткүзүп берилди, бу аманәтләр дуалар вә тәбәссумлар арқилиқ қарши елинди. аллаһ барлиқ ианә қилғучиларниң йахши әмәллирини қобул қилсун. дунйада йахшилиқни үстүнлүккә игә қилиш йолида тиришчанлиқ көрситиватқан вә буниң үчүн мәзлумларниң дәртлиригә дәрман болуш йолида пидакарлиқ көрситиватқанларни һәмишә даим қилсун.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر