ракқа дийагноз қойушниң йеңи усули байқалди

әнглийәниң оксфорд универстетидики тәтқиқатчилар, бимарниң қенида метаболит (metabolit) дәп атилидиған химийәлик маддиларни өлчәш арқилиқ қан тәкшүрүш синиқини қилди.

1757522
ракқа дийагноз қойушниң йеңи усули байқалди

түркийә авази радийоси хәвири: әнглийәниң оксфорд универстетидики тәтқиқатчилар, бимарниң қенида метаболит (metabolit) дәп атилидиған химийәлик маддиларни өлчәш арқилиқ қан тәкшүрүш синиқини қилди.

тәкшүрүш синиқида, қандики метаболитларни өлчәш үчүн магент мәйдани вә радийо долқунлиридин пайдилинип қандики метаболетларни өлчәш арқилиқ, адәм бәдинидә рак бар-йоқлуқини йаки тарқилип-тарқалмиғанлиқини билгили болиду.

тәтқиқатчилар мәзкур тәкшүрүш синиқида, бир-биригә охшимайдиған рак түрлирини байқиғили болидиғанлиқини вә ениқ болмиған кесәллик аламәтлири бар бимарлардиму ракниң бар-йоқлуқини билгили болидиғанлиқини елан қилди.

тәтқиқатчилар тәкшүрүшниң һәм тез һәмдә әрзан болуши сәвәбидин ракни балдур байқаш дийагнозиниң алдидики тосқунлуқларни оттуридин йоқитидиғанлиқини қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر