30.12.2021

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән хәвәрлиримиз төвәндикичә:

1754575
30.12.2021

«‹һөрийәт› гезити», «әрдоған: <пиринкайалар тонели хәлқаралиқ улинишларниң бир қисми болиду> деди» сәрләвһилик хәвиридә, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң әрзурум-артвин йолиға җайлашқан пиринкайалар тонелиниң ечилиш мурасимида сөзлигән нутуқида, «бу тонил билән тәң кавказ райониға болған қатнаш зичлиқи  йеникләйду, бу тонил хәлқаралиқ улинишниң бир қисмиға айлиниду» дегәнликини йазди.

«‹йеңи шәпәқ› гезити», «испанийә таратқулири: <түркийә 2030-йилда әң бай 5 дөләтниң бирсигә айлиниду> деди» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

испанийә иқтисад журнили «Muy & Negocias Economia» да, түркийә кәлгүсидә иқтисади әң тәрәққий қилидиған дөләтләр қатарида көрситилди. «2030-йили дунйадики әң бай дөләтләр булар؛» темилиқ мақалида, 2030-йили түркийәниң GDP (ички ишләпчиқириш омумий қиммити) ниң 2 тирилйон йавродин ешиши билән дунйаниң бәшинчи чоң иқтисадиға айлинидиғанлиқи оттуриға қойулди.

«‹стар› гезити», «қериндаш дөләт «түрковак ваксинисини тәстиқлиди» сәрләвһилик хәвиридә, түркийәдә йәрлик ишләпчиқирилған түрковак ваксинисиниң 3-басқучлуқ тәтқиқати үчүн әзәрбәйҗанда рухсәт берилгәнликини йазди.

«‹сабаһ› гезити», «сайаһәт министири әрсой: <йуқумға қаримастин, 2021-йили 29 милйон сайаһәтчи санини аштуқ> деди» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:.

мәдәнийәт вә сайаһәт ишлири министири мәһмәт нури әрсой: «йуқумға қаримастин, 2021-йили түркийә чәтәллик сайаһәтчиләрниң санида 29 милйондин, сайаһәт киримидә 24 милйард доллардин ашти» деди.

«‹вәтән› гезити»,  «150 дөләтниң досқиниға зиннәт болди» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

анадолу туприқида өстүрүлгән мевә вә көктатларö дора -дәрмәк, зәйтун, зәйтун йеғи, қурутулған мевә, данлиқ зираәтләр, пурчақлар вә йағлиқ уруқлуқлар билән арилаштурулған шундақла иштиһа ачқучи тәм зийапитигә айланған ләззәтләр, 150 дөләтниң досқинини зиннәтләп, түркийәгә 2021 - йили 1-айдин 11-айғичә болған арилиқта 207 милйон доллар ташқи перевот елип кәлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر