ушақта қәдимий қурбанлиқ суписи тепилди

ушақниң улубәй наһийәсигә җайлашқан қәдимий шәһәр блаундоста әпсаниләрдики деһқанчилиқ вә бәрәкәтниң символи дәп аталған айал илаһ деметер бутханисида бир қурбанлиқ суписи (қурбанлиқ қилинған диний супа) қезип чиқирилди.

1750566
ушақта қәдимий қурбанлиқ суписи тепилди

түркийә авази радийоси хәвири: бүйүк искәндәрниң анадолуға һуқум қилиши җәрйанида македонийәдин кәлгән әскәрләр олтурақлашқан вә чоңқур җилғилар билән қоршалған тағ чоқусидики блаундос намлиқ қәдимийй шәһәрдә, архиологийәлик қезип тәкшүрүш  хизмәтлири бу йил деметер бутханиси җайлашқан районға мәркәзләшти.

ушақ университети археологийә факултетиниң оқутқучиси профессор доктор бирол җанниң рийасәтчиликидә елип берилған тәтқиқатлар җәрйанида, әпсаниләрдә  деһқанчилиқ, ашлиқ вә һосулға символ қилинған айал илаһ деметер бутханисиниң һойлисидин қурбанлиқ суписи тепилди.

қезиш әтрити қурулмини чөридигән һалда елип барған тәтқиқатлар җәрйанида йәнә, везантийә дәвригә тәвә дәп қаралған су көлчикиму тепилди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر