һатайниң самандағ наһийәсидики  титус тонели сайаһәтчиләрни өзигә җәлп қилмақта

һатайниң самандағ наһийәсидә рим дәвридә селинған титус тонелини 8 ай ичидә түркийә вә чәтәлләрдин болуп, 28 миңдин артуқ киши зийарәт қилди.

1703955
һатайниң самандағ наһийәсидики  титус тонели сайаһәтчиләрни өзигә җәлп қилмақта

түркийә авази радийоси хәвири: тағдин кәлгән суларниң портни қум вә шеғиллар билән толдурушиниң алдини елиш үчүн рим императори веспасйанусниң буйриқи билән миладийә 69-йили йасалған вә оғли титус дәвридә миладийә 81-йили тамамланған веспасйан-титус тонели, шәһәргә кәлгәнләр чоқум зийарәт қилмай кәтмәйдиған җайларниң әң алдинқи қатарида туриду.

бу тонел тутқунларни  ишлитиш арқилиқ йасалған болуп зийарәтчиләрни гойа өтмүшкә елип бериду.

бинакарлиқи билән түркийә вә чәтәлләрдин кәлгән сайаһәтчиләрниң алаһидә йахтуришиға еришкән бу тонилниң узунлуқи 1380 метир, егизлики 7 метир  вә кәңлики 6 метир келиду.

титус тонелини зийарәт қилғанлар өз нөвитидә йәнә, униңға йеқин әтраптики бәшикли өңкүриниму зийарәт қилиду.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر