17.06.2021

бүгүнки чәт әл мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған қисқичә хәвәрлиримиз төвәндикичә:

1659831
17.06.2021

фирансийәдә чиқидиған «‹ле монде›  гезити» ковид -19 йуқумиға алақидар хәвиридә, бүгүндин башлап фирансийәдә очуқ һавада маска тақаш мәҗбурийити һәмдә йәкшәнбә күнигә қәдәр кочиға чиқишни чәкләш бәлгилимиси әмәлдин қалдурулидиғанлиқини елан қилди.

фирансийәниң «‹France 24› телевизийә қанили», (росийә пирезиденти) виладимир путин билән (америка пирезиденти) җо байдинниң учришишида «һәмкарлиқта өз-ара мәнпәәт бар» дейилгәнликини хәвәр қилди.

фирансийәдә чиқидиған «‹ле фигаро›  гезити», төвәндики хәвәрни елан қилди:

«(италийәдә) рим олимпик тәнтәрбийә мәйданиға йеқин җайда бомба тәһдити. италийә таратқулириниң хәвиригә қариғанда, тәнтәрбийә мәйданиға йеқин җайда тохтақ аптомобилдин байқалған партилатқуч пачақлап ташланған»

әрәб вә ингилиз тиллирида чиқидиған «‹әлқудсул әрәби› гезити», «нйу-йорк вақит гезити»ниң «йадро келишимигә қайтиш иран мәсилисини һәл қилалмайду» сәрләвһилик хәвәр елан қилғанлиқини йазди.

«‹әлқудсул әрәби› гезити», йәһудий көчмәнләрниң ғәрбий қирғақниң шималидики пәләстинликләрниң өйлиригә һуҗум қилғанлиқини хәвәр қилди.

ийорданийәдә чиқидиған «‹әддустур› гезити», йигирмә йилда тунҗи қетим дунйа миқйасида ишләйдиған кичик балилар саниниң ашқанлиқини хәвәр қилди.

қатарниң «‹әлҗәзирә› қанили», бир түркүм кандидатларниң чекингәнликигә қаримай, (иранниң дини рәһбири әли) һамининиң президентлиқ сайлимиға кәң қатнишишқа чақириқ елан қилғанлиқини хәвәр қилди.

германийәниң «‹Bild.de› хәвәрләр тори», америка президенти җо байдинниң: «русийә президенти виладимир путин йеңи бир соғуқ урушни халимайду» дегәнликини хәвәр қилди.

германийәниң «‹Spiegel.de› хәвәрләр тори», германийәдә һиндистандики өзгәргән вирус түриниң көпәйгәнликини, германийәдә елип берилған ковид синақлириниң % 11 идә һиндистандики өзгәргән вирус түриниң байқалғанлиқини хәвәр қилди.

германийәниң ‹Tagesschau.de› хәвәрләр тори», германийә сәһийә министири җенс спахнниң еһтийаҗдин артуқ маска сетивалғанлиқи үчүн тәнқидлиниватқанлиқини хәвәр қилди.

испанийәдә чиқидиған «‹El Pais› гезити», испанийәдә 40 йашлиқларниң көпинчисиниң мушу ай тунҗи ваксина билән әмләнгәнликини, 30 йашлиқларниң болса,  ийул ейида тунҗи қетим әмлинидиғанлиқини хәвәр қилди.

испанийәдә чиқидиған «‹La Vanguardia› гезити», бирйуссел даирилириниң испанийәниң 69 милйон 500 миң йавролуқ қутқузуш пиланиға йешил чирағ йеқип бәргәнликини хәвәр қилди.

аргентинада чиқидиған «‹ Infobae › гезити», чили теббий пәнләр академийәсиниң ковид-19 бемарлириниң алдини елиш үчүн үч һәптә карантинға қайтишни тәвсийә қилғанлиқини хәвәр қилди.

русийәниң «<Lenta.ru> хәвәрләр тори», америка президенти җо байдин билән русийә президенти виладимир путинниң учришишиға «йахши вә иҗабий» дәп баһа бәрди.

русийәниң «‹TASS› агентлиқи, русийә пирезиденти путин билән америка пирезиденти байдинниң учришишида, украина мәсилисиниңму күн тәртипкә кәлгәнликини хәвәр қилди.

русийәниң «известийа гезити», америкиниң сабиқ пирезиденти доналд трампниң путин билән байдин оттурисидики учришишқа қарита  «америка үчүн бир мәғлубийәт» дәп қарайдиғанлиқини хәвәр қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر