октай 1 – май әмгәкчиләр байрими күнини тәбриклиди

муавин җумһур рәис фуат октай 1 – май әмгәкчиләр вә һәмкарлиқ байрими күнини тәбриклиди.

1631961
октай 1 – май әмгәкчиләр байрими күнини тәбриклиди

түркийә авази радийоси хәвири: октай, аммиви ортақлишиш тор бети сәһиписидә, бу һәқтә елан қилған байанатида, мундақ деди: «әмгәкниң, меһнәткәшниң, һәмкарлиқ вә йардәмлшишниң күни болған 1 – май әмгәкчиләр вә һәмкарлиқ байрими күни мубарәк болсун! дөлитимизниң тәрәққий қилиши вә қудрәт тепишиға әң зор төһпиләрни қошуватқан әмгәкчилиримиз вә меһнәткәшлиримизгә қизғин салам йоллаймән.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر