пакистанда «тирилиш әртуғрул»ниң 1- бөлүминиң йотубедики көрүлүш қетим сани 100 милйондин ашти

пакистанда ордучә аваз берилип, өткән йили рамизан ейида тарқитилишқа башланған түркийә радио-телевизийә идариси (TRT) ниң йүрүшлүк филими «тирилиш әртуғрул»ниң биринчи бөлүминиң йотубедики көрүлүш қетим сани 100 милйондин ашти.

1626965
пакистанда «тирилиш әртуғрул»ниң 1- бөлүминиң йотубедики көрүлүш қетим сани 100 милйондин ашти

түркийә авази радийоси хәвири: пакистанда кишиләрниң зор қизиқишини қозғиған «тирилиш әртуғрул» йүрүшлүк филиминиң биринчи бөлүми дөләт телевизийәси PTV ниң йотубедики «TRT Ertugrul by PTV» қанилида көрүлүш қетим сани 100 милйон 55 миңдин ешип кәтти.

«тирилиш әртуғрул»ниң биринчи бөлүмигә 100 миңдин артуқ инкас йезилди.

өткән йили рамизанда тарқитилишқа башланған «тирилиш әртуғрул» йүрүшлүк қилими пакистан хәлқиниң интайин йақтурушиға еришкән иди.

йүрүшлүк қилимниң йотубедики «TRT Ertugrul by PTV» қанили әзаси саниму 13 милйондин ашти.

2020-йили 12-айниң 6-күни пакистанда «йунус әмрә иишиқ сәпири» намлиқ түркийә  йүрүшлүк филимиму дөләт телевизийәси PTV да ордучә аваз берилип тарқитилишқа башланған иди..

түркийәдә ишләнгән телевизийә тийатири «қурулуш осман» му мушу рамизанда пакистанниң бир хусусий телевизийә қанили тәрипидин ордучә аваз берилип, тарқитилишқа башланди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر