22.04.2021

бүгүнки чәт әл мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған қисқичә хәвәрлиримиз төвәндикичә:

1626344
22.04.2021

германийәниң «‹Zdf.de› хәвәрләр тори», германийәдә ковид-19 ға қарши илгирикигә охшаш тәдбирләрниң йолға қойулушини өз ичигә алған қанун бәлгилимисиниң парламент тәрипидин қобул қилинғанлиқини хәвәр қилди.

германийәниң «‹Welt.de› хәвәрләр тори», русийә президенти виладимир путинниң ғәрбни русийәниң қизил сизиқидин өтмәслики керәклики һәққидә агаһландурғанлиқини хәвәр қилди.

германийәниң ‹Sueddeutsche.de› хәвәрләр тори»,  йавропа иттипақиниң 1990-йилдикигә селиштурғанда 2030-йилиға барғанда парник гази қойуп бериш нисбитини %55 азайтиш тоғрисида келишим һасил қилғанлиқини хәвәр қилди.

қатарда чиқидиған «‹әррайә› гезити», қатарниң түркийә вә бирләшкән дөләтләр тәшкилати  тәрипидин чақирилған истанбул йиғининиң кечиктүрүлгәнликини җакарлиғанлиқини хәвәр қилди.

қатарниң «әлҗәзирә телевизийә қанили», чад пирезиденти идрис дәбийниң өлтүрүлишидин кейин өктичиләрниң һәрбий кеңәшни рәт қилғанлиқини вә хәлқаралиқ күчләрниң болса, тинчлиққа чақирғанлиқини хәвәр қилди.

әрәб вә ингилиз тиллирида чиқидиған «‹әлқудсул әрәби› гезити», сүрийәниң химийәлик қоралларни чәкләш тәшкилатиға әзалиқи «һакимийәт күчлириниң химийәлик қорал ишлитиш җинайити» сәвәбидин тоңлитип қойулғанлиқини хәвәр қилди.

испанийәдә чиқидиған «‹El Pais› гезити», мадридта 4 – майда өткүзүлидиған йәрлик парламент сайлимидин илгири нәқ мәйдан тарқитишта йүз туранә муназириләшкән намзатларниң ковид -19 йуқуми мәзгилидики өлүм нисбитини бир-биригә қарши ишләткәнликини хәвәр қилди.

мексикада чиқидиған «‹El Universal› гезити», һидалго иштатида алақидар органларниң кәм дегәндә 3 хил ковид – 19 вируси байқиғанлиқи һәққидә агаһландуруш елан қилғанлиқини хәвәр қилди.

мексиканиң «‹Milenio.com› хәвәрләр тори», америка муавин пирезиденти камала һаррисниң 6-айда мексикада зийарәттә болидиғанлиқини хәвәр қилди.  

фирансийәдә чиқидиған «‹ле монде›  гезити» ковид -19 мәсилисидә, франсийә пирезиденти еммануел макронниң астра зенека ваксинисиға болған ишәнмәсликни йоқутушни халайдиғанлиқини хәвәр қилди.

фирансийәниң «‹France 24› телевизийә қанили», еммануел макронниң чад пирезиденти идрис дәбийниң дәпнә мурасимиға қатнишидиғанлиқини хәвәр қилди.

фирансийәдә чиқидиған «‹ле фигаро›  гезити», һиндистанниң йуқумлиниш нисбитидә дунйа рекортини бузғанлиқини, мушу 24 саәт ичидә тәхминән 315,000 миң кишиниң ковид-19 билән йуқумланғанлиқини хәвәр қилди.

русийәниң «‹RIA Novosti› агентлиқи», русийә федератсийәси пирезиденти виладимир путинниң федератсийә мәҗлисидә қилған сөзидә русийәгә қарши иғвагәрчиликкә тәййарлиқ қиливатқанларни бу сийасәтниң сәлбий ақивәтлири һәққидә агаһландурғанлиқини хәвәр қилди.

русийәниң «известийа гезити», чех ташқи ишлар министири йақуп қулханәкниң чеградин қоғлап чиқирилған барлиқ чех дипломатлириниң русийәгә қайта қобул қилинишини тәләп қилғанлиқини хәвәр қилди.

русийәниң «‹TASS› агентлиқи, русийәниң америка әлчиханисиниң 10 нәпәр хадимини чеградин қоғлап чиқиридиғанлиқини вә американиң русийәдә турушлуқ баш әлчисиниңму москвадики туралғусидин айрилғанлиқини хәвәр қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر