ливанда түркийә телевизийә тийатирлири бу йилму әң көп көрүлгәнләр ичидә биринчи

түркийә телевизийә тийатирлири бу йилму ливанда әң көп көрүлгән телевизийә тийатирлириниң алдинқи қатаридин орун алди.

1624821
ливанда түркийә телевизийә тийатирлири бу йилму әң көп көрүлгәнләр ичидә биринчи

түркийә авази радийоси хәвири:  ливанниң әң көп көрүлидиған телевизийә қанили «El-Cedid» рамизанниң башлиниши билән 2 түркийә телевизийә тийатирини екранға елип кәлди.

«El-Cedid» қанали нуқтилиқ хәвәрләр программисиниң алди-кәйнидә ливан тамашибинлириға «ишқ гәп аңлимайду» вә «долунай» намлиқ 2 түркийә телевизийә тийатирини тәқдим қилди.

дөләтниң алдинқи қатардики қаналлириниң бири болған «MTV» му түркийә телевизийә тийатирлиридин «мулайим ишқ» намлиқ йүүшлүк филимни тамашибинлири билән йүз көрүштүрди.

ливанда сүний һәмраһ арқилиқ тарқитилидиған телевизийә қаналлириниң бири «LBCI» болса, өткән йили биринчи пәслини тарқанқан «парча парча» намлиқ түркийә телевизийә тийатириниң иккинчи пәслини һәмдә йәнә «сәпәр қизи» намлиқ түркийә телевизийә тийатирини тарқитишқа башлиди.

ливан хәлқи оттура шәрқтики башқа хәлқләргә охшаш түркийә телевизийә тийатирлири билән тунҗи қетим 2007-йилида тонушқан болуп, болупму рамизан мәзгилидә түркийә телевизийә тийатирлирини әң көп көридиған әрәб хәлқлириниң алдинқи қатарида туриду.

мәркизи ливанға җайлашқан ипсос тәтқиқат ширкитиниң доклатиға асасланғанда, ливанда 2020-йили рамизанда әң көп көрүлгән икки телевизийә тийатири түркийә телевизийә тийатири болған. ливанда әң көп көрүлидиған алдинқи қатардики 10 телевизийә тийатириниң 6 си  йәнә түркийә телевизийә тийатири болған.

доклатта билдүрүлишичә, бултур ливанда рамизан ейида «қара деңиз» намлиқ түркийә телевизийә тийатири %18.46 лик көрүлүш баһалаш нумури билән биринчи орунға өткән. « ақ вә қара муһәббәт» намлиқ түркийә телевизийә тийатири болса, %18.37 лик көрүлүш баһалаш нумури билән иккинчи болған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر