15.04.2021

бүгүнки чәт әл мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған қисқичә хәвәрлиримиз төвәндикичә:

1621833
15.04.2021

ийорданийәдә чиқидиған «‹әддустур› гезити», бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң фирансийәдики мусулманларға өчмәнлик қилиш қилмишлирини әйиблигәнликини хәвәр қилди.

әрәб вә ингилиз тиллирида чиқидиған «‹әлқудсул әрәби› гезити», ирақниң шималидики ербил айродорумиға йеқин җайға башқурулидиған бомба чүшкәнликини хәвәр қилди.

қатарда чиқидиған «‹әррайәл қәтәриййә› гезити», американиң ливан рәһбәрлирини һөкүмәт қуруш тиришчанлиқлирида мөтидил болушқа чақирғанлиқини хәвәр қилди.

германийәниң ‹Tagesschau.de› хәвәрләр тори», йавропада таҗисиман вирус сәвәбидин қаза қилғанлар саниниң бир милйондин ешип кәткәнликини вә дунйа сәһийә тәшкилатиниң йуқумниң «һалқилиқ» нуқтиға келип қалғанлиқи һәққидә агаһландуруш елан қилғанлиқини йазди.

германийә авази радийоси, германийәни «вәтиним» дәп қарайдиған түркләрниң сани ешиватқанлиқини, германийәдә елип берилған бир тәкшүрүшка асасланғанда, түркләрниң йеқинқи 20 йилда германийәгә техиму бәк маслашқанлиқини хәвәр қилди.

германийәниң «‹Welt.de› хәвәрләр тори»,  шималий атлантик әһди тәшкилатиниң 1-майдин етибарән афғанистандики барлиқ әскәрлирини чекиндүридиғанлиқини елан қилғанлиқини хәвәр қилди.

испанийәдә чиқидиған «‹Expansion› гезити»,  иқтисадий һәмкарлиқ вә тәрәққийат тәшкилати (OECD) ниң испанийәдин иқтисад әслигә кәлгәнгә қәдәр баҗни көпәйтмәсликни тәләп қилғанлиқини хәвәр қилди.

испанийәдә чиқидиған «‹El Confidencial› гезити», испанийәниң афғанистандики әскәрлирини америка вә башқа иттипақдашлири билән маслишиш ичидә чекиндүридиғанлиқини хәвәр қилди.

венезуелада чиқидиған «‹TeleSur› гезити», (католикларниң мәниви даһийси) папа фирансисниң аргентинаниң қәрз музакирилиридә хәлқара пул фонди тәшкилати (IMF) билән бирликтә мурәссәчилик қилидиғанлиқини йазди.

фирансийәдә чиқидиған «‹ле парисен›  гезити», пирезидент еммануел макронниң норте дам чоң черкавини әслигә кәлтүрүшкә алақидар «бәрдашлиқ беримиз вә қайта қуруп чиқимиз» дәп вәдә бәргәнликини хәвәр қилди.

«‹ле монде›  гезити» фирансийәдә ковид -19 сәвәбидин 100 киши  қаза қилғанлиқини вә узун мәзгилдә излири ениқ болмиған еғир тирадигийәләргә йол ачидиғанлиқини йазди.

фирансийәдә чиқидиған «‹ле фигаро›  гезити», франсийә парламентиниң 18 йаштин төвәнләргә қаритилған җинсий зораванлиққа алақидар қанунни мақуллашқа тәййарлиқ қиливатқанлиқини хәвәр қилди.

русийәниң «‹RIA Novosti› агентлиқи», билумберг агентлиқини мәнбә қилған  хәвиридә, америка һөкүмитиниң росийәгә йеңи ембарголарни йүргүзүшкә тәййарлиқ қиливатқанлиқини йазди.

русийәниң «<Lenta.ru> хәвәрләр тори», германийә баш министири ангела меркел вә америка пирезиденти җо байдинниң русийәни украина чеграсидики һәрбий күчини ашурмаслиққа чақирғанлиқини хәвәр қилди.

русийәдә чиқидиған «‹Vedomosti› гезити», русийә дөләт истатистика идариси (Rosstat) ниң русийәдики намратлиқ сәвийәсиниң төвәнлигәнликини қәйт қилғанлиқини йазди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر