перуда 3200 йиллиқ тарихқа игә өмүчүк ибадәтханиси тепилди

перуда 3200 йиллиқ тарихқа игә ибадәтхана тепилди.

1611403
перуда 3200 йиллиқ тарихқа игә өмүчүк ибадәтханиси тепилди

түркийә авази радийоси хәвири: спутникниң хәвиригә асасланғанда, виру районида байқалған йоған өмүчүк шәкиллик ибадәтханида йәрлик кишиләр йамғур вә туғут үчүн дуа қилишидикән.

йәрлик кишиләр авакдо (йава амут) вә шекәр қомучи етизини кеңәйтиш үчүн чоң қезиш аптомобиллирини ишлитиватқан пәйттә бу қәдимки җайниң оттуриға чиққанлиқи билдүрүлди.

оттуриға чиққан ибадәтхана рәсимлири районға барған археологлар тәрипидин тәкшүрүлүп қоғдаш астиға елинди.

археологлар байқалған бутханиниң өмүчүкни илаһ дәп қарайдиған кишиләр тәрипидин йасалғанлиқини вә миладидин илгирики 1000-йиллар әтрапида перуниң шималий деңиз қирғиқидға һөкүмранлиқ қилған куписник мәдәнийитигә тәвә икәнликини елан қилди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر