сәуди әрәбистан бу йил һәҗ үчүн ковид-19 ваксинисини шәрт қошти

сәуди әрәбистан бу йил һәҗ үчүн ковид-19 ваксиниси билән әмлинишниң шәрт икәнликини елан қилди.

1593367
сәуди әрәбистан бу йил һәҗ үчүн ковид-19 ваксинисини шәрт қошти

түркийә авази радийоси хәвири: сәуди әрәбистанда чиқидиған «указ гезити» сәһийә министири тевфиқ әрребийаниң һәҗгә қатнишишни халайдиғанлар үчүн ковид -19 ваксиниси билән әмлинишниң мәҗбури икәнликини вә буниң һәҗгә қатнишиш шәртлириниң бирси болидиғанлиқини билдүргәнликини хәвәр қилди.

министир ребийа мәккә, мәдинә вә муқәддәс җайлардики сәһийә орунлирида ишләйдиған хадимларни қобул қилиш үчүн балдуррақ тәййарлиқ қилишни тәләп қилди.

хәвәрдә йәнә министирниң һаҗилар үчүн ковид -19 комитети қурушниму буйриғанлиқи билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر