25.02.2021

бүгүнки чәт әл мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған қисқичә хәвәрлиримиз төвәндикичә:

1590560
25.02.2021

белгийәдә чиқидиған «‹ле соер›  гезити», түнүгүн белгийә деңиз қирғиқиниң сайаһәтчиләр билән лиқ толғанлиқини, шәһәр башлиқлириниң буниңға қарита «йуқум сәвәбидин қобул қилғили болмайду» дегәнликини хәвәр қилди.

фирансийәдә чиқидиған «‹ле монде›  гезити» франсийәдә һәптисигә 100 кишидин бирси ковид-19 билән йуқумлиниватқанлиқини, шуңа фирансийәниң данкерке райони вә әтрапида кочиға чиқишни чәкләш йолға қойулидиғанлиқини хәвәр қилди.

«‹ле фигаро›  гезити», шивейетсарийәдә 1-марттин етибарән ковид -19 тәдбирлири даирисидә тақалған дукан, музей вә дала тәнтәрбийә әслиһәлирини өз ичигә алған нурғун паалийәтләрниң «еһтийатлиқ» һалда қайта ечилидиғанлиқини хәвәр қилди.

германийә авази радийоси, германийә һөкүмитиниң өзини өзи тәкшүргили болидиған ковид-19 ни тәкшүрүш үскинисини тәстиқлиғанлиқини хәвәр қилди.

германийәниң «‹Spiegel.de› хәвәрләр тори», германийәдә тәхминән 21 милйон кишиниң ковид-19 йуқуми даирисидә, хәтәрлик дәриҗиси йуқири кишиләр катигорийәсидә икәнликини хәвәр қилди.

германийәниң «‹ard.de› хәвәрләр тори», американиң калифорнийә иштатида өргиришкә учриған йеңи типтики корона вируси байқалғанлиқини хәвәр қилди.  

испанийәдә чиқидиған «‹El Pais› гезити», испанийә сәһийә министирлиқиниң «8-март» агаһландуруши  даирисидә һөкүмәтниң хәлқара айаллар байрими мунасивити билән 500 дин артуқ кишиниң мадридқа йиғилишини чәклигәнликини хәвәр қилди.

мексикада чиқидиған «‹El Universal› гезити», америка федератсийә тәкшүрүш идариси (FBI) ниң (түрмидики зәһәрлик чекимлик ​​хоҗайини җовчин гузман) ниң айали емма коронелни «синалоа шайкисиниң каттибашлиқи қилиш» билән әйиблигәнликини хәвәр қилди.

 чилида чиқидиған «‹ла терсера›  гезити», ковид -19 ға қарши йасалған синофарма ваксинисини пат йеқинда 3 йаштин 17 йашқичә болған балиларға әмләшкә болидиғанлиқини хәвәр қилди.

ийорданийәдә чиқидиған «‹әддустур› гезити», вашингитонниң лайиһә нишани даирисидә пәләстинликләрни қоллаш вәдисини қайта тәкитләйдиғанлиқи хәвәр қилди.

«‹әлқудсул әрәби› гезити», (өлтүрүлгән сәуди әрәбистанлиқ журналист) җамал кашиқчи доклатиниң бүгүн елан қилиниши мумкинликини вә америка пирезиденти җо байдинниң бүгүн сәуди әрәбистан падишаһи салман бин абдуләзиз әл сәудқа телефон қилидиғанлиқини хәвәр қилди.

«‹әлқудсул әрәби› гезити», «нйу-йорк вақит гезити» ниң сүрийәдә намратлиқи йуқури чәккә йәткән айалларниң чачлирини сетиватлиқини, сүрийә пирезиденти башар әсәдниң болса, бу мәсилини һәл қилиш чариси сүпитидә телевизийәләрдики йемәклик программилирини әмәлдин қалдуруш билән купайә қилғанлиқини хәвәр қилди.

русийәниң «‹TASS› агентлиқи», русийә дөләт мудапиә санаити ширкити ростехниң иҗраийә комити рәиси  сергей чемезовниң «русийәниң S-400 мудапиә системисини түркийәгә сетип бериши, шималий атлантик әһди тәшкилатиға әза башқа дөләтләрниң бихәтәрликигә зийан йәткүзмәйду» дегәнликини хәвәр қилди.

русийәниң «коммерсант гезити», әрменийә армийә баш иштаби биринчи муавин башлиқи тиран һачатранниң русийәдә йасалған «искәндәр» башқурулидиған бомбисиниң алдинқи қарабағ урушида ишқа йаримиғанлиқини тәкитләп, баш министир никол пашинйанни тәнқид қилғанлиқи үчүн  вәзиписидин елип ташланғанлиқини хәвәр қилди.

русийәниң «известийа гезити», русийә муавин дипломатийә министири сергей рийабковниң русийәниң долларға болған беқиндилиқини азайтиш керәкликини ейтқанлиқини хәвәр қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر