25.02.2021

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән хәвәрлиримиз төвәндикичә:

1590410
25.02.2021

«‹сабаһ› гезити»,  «әрдоған: <биз һәр бир тамчә қанниң һесабини алимиз> деди» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған әдаләт вә тәрәққийат партийәсиниң вилайәтлик қурултийида сөзлигән нутуқида: «терорлуққа қарши күрәш саһәсидә басқан қәдәмлиримизниң иҗабий нәтиҗисини көрүшкә башлидуқ. һәм террорлуқ тәшкилатиға қетилғанларниң санида, һәм террорлуқ тәшкилатиниң паалийәтлиридә төвәнләш көрүлмәктә. миллитимизниң бирлики вә баравәрликигә қәст қилған пәскәшләрдин һәр бир тамчә қанниң һесабини алимиз» деди.

«‹һөрийәт› гезити»,  «хәлқара кредитни дәриҗиләндуруш оргини муди түркийәниң иқтисадий тәрәққйат мөлчирини йуқири көтүрди» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

хәлқара кредитни дәриҗиләндуруш оргини муди түркийәниң 2021-йиллиқ иқтисадий тәрәққийат мөлчирини %3.5 тин %4 гә вә 2022-йиллиқ тәрәққийат мөлчирини %4 тин %5 гә өрләтти.

«‹йеңи шәпәқ› гезити»,  «истанбул айродоруми хәлқара айродорум кеңишиниң келимат дости әқлий иқтидарлиқ айродорумлири тизимликигә киргүзүлди» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

истанбул айродоруми айродорум карбон етирапнамиси даирисидә хәлқара айродорум кеңиши (ACI) тәрипидин тарқитилған биринчи дәриҗилик келимат дости әқлий иқтидарлиқ айродорум гуваһнамисиға еришти.

«‹стар› гезити», «клеопатра деңиз саһили йавропадики әң йахши деңиз саһили тизимликигә кирди» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

дунйа миқйасида милйонлиған кишиләрниң сайаһәт муәссисәлири һәққидики пикирлири тәтқиқ қилинидиған вә һәмбәһирлинидиған бир хәлқаралиқ тор бекәттики беләт ташлашта, 2021-йилдики әң алқишқа еришкән деңиз саһиллириға алаһидә орун берилди. йавропаниң әң йахши деңиз саһили тизимликидә түркийәдин анталйаниң аланйа районидики клеопатра деңиз саһили орун алди.

«‹хәвәр түрк› гезити», «түркийә , росийәлик сайаһәтчиләрниң 2021-йилида әң көп зийарәт қилишни арзу қилидиған дөләтлири қатаридин орун алди» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

росийәниң «Yandex.Travel» ширкити русийәдә тәхминән 10 миң адәм билән елип барған тәкшүрүштә ,%68 пуқра башқа дөләтләрни чәклимисиз зийарәт қилиш пурситиниң уларниң тәтил пиланиға тәсир көрситидиғанлиқини оттуриға қойди. рай синашқа қатнашқанлар түркийәни бу йил әң көп зийарәт қилишни арзу қилидиған дөләтлири қатарида көрсәтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر