биразилийәдики  айропилан вәқәсидә кулуб башлиқи вә 4 путбол маһири қаза қилди

биразилийәдә йүз бәргән айропилан чүшүп кетиш вәқәсидә, учқучи, биразилийә 4-путбол бирләшмә командилириниң бири болған палмас футебол е регатас кулубиниң башлиқи вә 4 путбол маһири қаза қилди.

1570330
биразилийәдики  айропилан вәқәсидә кулуб башлиқи вә 4 путбол маһири қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: палмас футебол е регатас кулубиниң байанатиға асасланғанда, бүгүн өткүзүлидиған мусабиқә үчүн гоийана шәһиригә қарап учқан хусусий айропиланниң чүшүп кетиши нәтиҗисидә 6 адәм қаза қилған.

байанатта, «вәқәдә һайат қалғучиларниң йоқлиқини әпсусланған һалда билдүримиз.  бу азаблиқ вә қорқунчлуқ вәқәгә нисбәтән, кулуб керәклик йардәм билән тәминләйдиған аилә әзалири үчүн дуа қилишиңларни тәләп қилиду» дейилди.

вәқәдә учқучидин башқа йәнә, палмас футебол е регатас кулубиниң рәиси 32 йашлиқ лукас мейра вә путбол маһирлиридин 23 йашлиқ лукас пракедес, 28 йашлиқ гилерме ное, 27 йашлиқ рануле вә 23 йашлиқ маркус молинариниң қаза қилғанлиқи билдүрүлди.

вәқәни тәкшүрүш давамлашмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر