2020-йили тарихтики «әң иссиқ йил» болди

2020-йили 2016 – йили билән бирликтә тарихтики «әң иссиқ йил» болди.

1559870
2020-йили тарихтики «әң иссиқ йил» болди

түркийә авази радийоси хәвири:  йавропа иттипақи килимат өзгиришини көзитиш оргининиң мәлуматлириға қариғанда,  2020-йили, йеқинқи 150 йил ичидики әң иссиқ икки йилниң бири болған.

1850-йилдин буйанқи өлчәшләр, 2020-йилиниң, «әң иссиқ икки йилдин бири» икәнликини айдиңлаштуруп бәргән.

йил бойи оттуриға чиққан иссиқлиқ  һава долқунлири, боран – чапқунлар, орман от апәтлири вә шуниңға охшиған тәбиий һадисиләрму, һаваниң адәттин ташқири дәриҗидә иссип кетишидин келип чиққан.

бу мәлуматларни бәргән йавропа иттипақи килимат өзгиришини көзитиш оргини,  һаваниң бундақ иссип кетишиниң чоң палакәтләргә йол ачидиғанлиқи тоғрулуқ агаһландуруш бәрди.

органниң тәкитлишичә, 2020-йили, дунйа йәнә, «әң иссиқ йил» дәп аталған 2019-йилдикигә қариғанда йерим селсийә градус йуқири иссиған.

алақидар тармақларниң билдүрүшичә, 2030-йилиға барғанда, дунйаниң иссиш сүритиниң 1 йерим селсийә градусқа йетиш еһтималлиқи бар икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر