америкилиқ атақлиқ кино чолпини түркчә өгиниватқанлиқини ейтти

америкилиқ атақлиқ кино чолпини линдсай лоһан бир йиғинда сөз қилип түркчә өгиниватқанлиқи ейтти.

1241310
америкилиқ атақлиқ кино чолпини түркчә өгиниватқанлиқини ейтти

 

 

түркийә авази радийоси хәвири: линдсай лоһан авустиралийәдики мәстанилириға инстаграм торида елан қилған бир видео арқилиқ салам бәрди.

33 йешидики атақлиқ кино чолпини линдсай лоһан авустиралийәдики бир радийо пирограмчиси җем о тәрипидин орунлаштурған йиғинда «балилиқимдин тартип охшаш болмиған тилларни өгинип келиватимән. ингилизчә вә фирансозчини интайин йахши сәвийәдә билимән. русчини чүшинәләймән. түрк тили, италийә тили вә әрәб тили өгиниватимән» деди. 

америкилиқ атақлиқ кино чолпини линдсай лоһан 2017йилида сүрийәлик панаһланғучиларни зийарәт қилиш үчүн түркийәгә кәлгән чағдиму җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң қурулмисини тәнқид қилип ейтқан «дунйа бәштин чоң» дегән сөзини ишләткән иди. 

 

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر