аллаһ залим қәвмни һидайәт қилмайду

кишиләрни аздуруш үчүн, билмәй туруп аллаһ намидин йалған ейтқан адәмдинму залим киши барму?

1238251
аллаһ залим қәвмни һидайәт қилмайду

аллаһ залим қәвмни һидайәт қилмайду

түркийә авази радийоси: әнам сүриси, 143 – 146 – айәтләр. (аллаһ силәргә йейиш һалал қилинған) сәккиз хил чаһарпайни йаратти: қойдин икки (қочқар вә сағлиқ), өчкидин икки (текә вә урғачи). (и муһәммәд! мушрикларға) ейтқинки, «аллаһ (қой билән өчкидин) икки әркәкни һарам қилдиму? йаки икки чишиниму вәйаки икки чишиниң қорсиқидики қоза билән оғлақниму? әгәр (силәр аллаһ буларни бизгә һарам қилди дегән сөзүңларда) растчил болсаңлар, қени маңа билип ейтип бериңлар!»[143]. (аллаһ силәргә) төгидин иккини (йәни әркәк билән чишини), калидин иккини (йәни әркәк билән чишини) йаратти, (мушрикларға) ейтқинки, «аллаһ икки әркәкни һарам қилдиму? йаки икки чишиниму вәйаки икки чишиниң қорсиқидики ботилақ билән мозайниму? йаки аллаһ буни силәргә тәвсийә қилған чағда силәр һазирмидиңлар? кишиләрни аздуруш үчүн, билмәй туруп аллаһ намидин йалған ейтқан адәмдинму залим киши барму? шүбһисизки, аллаһ залим қәвмни һидайәт қилмайду»[144]. (и муһәммәд! мәккә куффарлириға) ейтқинки, саңа вәһйи қилинған әһкамлар ичидә, өзи өлүп қалған нәрсә йаки еқип чиққан қан вәйаки чошқа гөши ـ чошқа ниҗис йемәкликләргә адәтләнгәнлики үчүн чошқа гөши паскинидур ـ вә аллаһтин ғәйрийниң исми ейтилип боғузланған гунаһ малдин ғәйрини һәрқандақ адәм үчүн һарам көрмәймән. кимки улардин (йуқириқи һарам қилинған нәрсиләрдин) наилаҗ вә ихтийарсиз һалда һайатини сақлап қалғудәк йесә (һеч гунаһ болмайду), чүнки пәрвәрдигариң мәғпирәт қилғучидур, (бәндилиригә) меһрибандур[145]. йәһудийларға том туйақлиқ (йәни төгә, төгиқушқа охшаш ача туйақлиқ болмай том туйақлиқ болған) һайванларниң һәммисини һарам қилдуқ, уларға кала, қойларниң дүмбисидики йаки үчәйлиридики йаки сөңикигә чаплишиқлиқ йағлиридин башқа йағлирини һарам қилдуқ, бу уларниң (пәйғәмбәрләрни өлтүрүш, җазанә қилиш, кишиләрниң мал ـ мүлкини наһәқ йәвелиш қатарлиқ) зулумлири түпәйлидин, уларға бәргән җазайимиздур, биз әлвәттә (бәргән хәвәрлиримиздә) растчилмиз[146].



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر