дунйаға даңлиқ  Bollywood  артиси түркийәгә кәлди

Bollywood  ниң дунйаға даңлиқ чолпанлиридин фатимә сана шаиқ түркийәгә кәлди.

1097532
дунйаға даңлиқ  Bollywood  артиси түркийәгә кәлди

түркийә авази радийоси хәвири:  мәлуматларға қариғанда, амир хан билән баш ролни ортақлашқан «дангал» намлиқ филим билән тонулған фатимә сана шаиқ, истанбул вә кападокйани айланған. у бу һәқтики тәсирати һәққидә тохталғанда, мундақ дегән: «түркийәниң наһайити йахши һәм гүзәл дөләт икәнликини аңлиғанидим, әслидә түркийә мениң аңлиғанлиримдин нәччә һәссә йахши һәм гүзәл дөләт икән. түркийә хәлқи меһир – шәпқәтлик, көйүмчан вә меһмандост икән, ләзәтлик йемәк – ичмәклири мени һаң – таң қалдурди.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر