йәһудийлар вә насаралар муһәммәд әләйһиссаламни худди өзлириниң оғуллирини тонуғандәк тонуйду

биз китаб бәргән кишиләр (йәни йәһудийлар вә насаралар) уни (йәни муһәммәд әләйһиссаламни) (тәврат вә инҗилдики сүпити бойичә) худди өзлириниң оғуллирини тонуғандәк тонуйду.

1025497
йәһудийлар вә насаралар муһәммәд әләйһиссаламни худди өзлириниң оғуллирини тонуғандәк тонуйду

түркийә авази радийоси:  әнам сүриси, 19 – 26 – айәтләр.  (и муһәммәд!) ейтқинки, «(мениң пәйғәмбәрликимниң растлиқи үчүн) қайси нәрсә әң чоң гуваһ?» ейтқинки, «аллаһ мән билән силәрниң араңларда гуваһтур (маңа аллаһниң гуваһлиқи купайидур). бу қуран маңа силәрни вә (қийамәткичә) қуран йәткән кишиләрни агаһландуруш үчүн вәһйи қилинди. (и мушриклар!) силәр аллаһ билән баравәр башқа илаһ бар дәп чоқум гуваһлиқ берәмсиләр?» (уларға) ейтқинки, «мән (мундақ дәп) гуваһлиқ бәрмәймән». (и муһәммәд!) ейтқинки, «у һәқиқәтән бир илаһтур, силәр шерик кәлтүргән бутлардин мән һәқиқәтән ада ـ җудамән»[19]. биз китаб бәргән кишиләр (йәни йәһудийлар вә насаралар) уни (йәни муһәммәд әләйһиссаламни) (тәврат вә инҗилдики сүпити бойичә) худди өзлириниң оғуллирини тонуғандәк тонуйду, өзлиригә өзлири зийан салғанлар (ениқ пакитлар турсиму муһәммәд әләйһиссаламға) иман ейтмайду[20]. аллаһқа йалған чаплиған йаки аллаһниң айәтлирини инкар қилғанлардинму залим адәмләр барму? залимлар һәқиқәтән мәқситигә еришәлмәйду[21]. қийамәт күни уларниң һәммисини (һесаб елиш үчүн) йиғимиз, андин мушрикларға: «аллаһниң шериклири дәп етиқад қилған мәбудлириңлар қәйәрдә?» дәймиз[22]. андин улар пәқәт өзрә ейтип (дунйадики чағлиридикигә охшаш йалғанға илтиҗа қилип): «пәрвәрдигаримиз! аллаһ билән қәсәм қилимизки, биз мушрик болмиған идуқ» дәйду[23]. уларниң (биз мушрик болмиған дәп) өзлиригә қарши қандақ йалған сөзлигәнликигә қариғин, уларниң (аллаһниң шериклири дәп) боһтан чаплиған бутлири улардин қачиду[24]. (и муһәммәд!) уларниң ичидә (қуран оқуған чеғиңда) саңа қулақ салидиғанлар бар, қуранни чүшәнмәсликлири үчүн уларниң диллирини пәрдилидуқ, қулақлирини еғир қилдуқ. улар һәммә мөҗизиләрни көргән тәқдирдиму униңға иман ейтмайду. һәтта капирлар сениң йениңға муназирилишип кәлгәндиму: «бу пәқәт бурунқилардин қалған әпсанилардур» дәйду[25]. улар кишиләрни қурандин (вә муһәммәд әләйһиссаламға әгишишитин) тосиду, өзлириму униңдин йирақ қачиду, улар пәқәт өзлиринила һалак қилиду, һалбуки, улар (буни) туймайду[26].



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر