террорчилар қуран кәримниң үстигә партлатқучни тузақ қуруп қойди

түркийә армийәси мина/партлатқуч тазилаш җәрйанида террорчиларниң қуран кәримниң үстигә партлатқучни тузақ қуруп қойғанлиқини байқиди.

935465
террорчилар қуран кәримниң үстигә партлатқучни тузақ қуруп қойди

түркийә авази радийоси хәвири: «зәйтун шехи» һәрбий һәрикити даирисидә африн шәһәр мәркизи, әтрапидики районлар вә йеза – қишлақларда чарлаш елип бериватқан вә мина / партлатқуч тазилаватқан түркийә қисимлири қолға чүшүргән материйаллар террорлуқ тәшкилатиниң вәһшийлики һәм әпт – бәширисини ечип ташлиди.

игилинишичә, түркийә қисимлири шәйх обаси йезисидики бир өйдин тамға есиқлиқ турған қуран кәримниң үстигә партлатқуч тузақ қуруп қойулғанлиқини байқиған.

мутәхәссисләрниң қаришичә, «рәғаиб қәндили» һарписида қуран кәрим үстигә тузақ қуруп қойулған партлатқучниң тепилиши билән йүз бәргүси қанчилиған өлүм вәқәлириниң алди елинған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر