аллаһ капир болғанлар вә зулум қилғанларни мәғпирәт қилмайду

шүбһисизки, капир болғанлар вә зулум қилғанларни аллаһ мәғпирәт қилмайду, тоғра йолғиму (йәни җәннәтниң йолиғиму) башлимайду

899983
аллаһ капир болғанлар вә зулум қилғанларни  мәғпирәт қилмайду

түркийә авази радийоси:  ниса сүриси, 163 – 170 - айәтләр. (и муһәммәд!) биз нуһқа вә униңдин кейинки пәйғәмбәрләргә вәһйи қилғандәк, һәқиқәтән саңа вәһйи қилдуқ һәмдә ибираһимға, исмаилға, исһаққа, йәқубқа, йәқубниң әвладлириға, исаға, әййубқа, йунусқа, һарунға, сулайманға вәһйи қилдуқ, давудқа зәбурни ата қилдуқ[163]. биз нурғун пәйғәмбәрләрни әвәттуқ, уларниң арисида илгири (и муһәммәд!) саңа байан қилғанлиримизму бар, саңа байан қилмиғанлиримизму бар, аллаһ мусаға (биваситә) сөз қилди[164]. әвәтилгән пәйғәмбәрләрдин кейин аллаһниң алдида кишиләр (йәни пәйғәмбәр әвәтилгән болса әлвәттә иман ейтаттим вә итаәт қилаттим дегүчиләр) гә баһанә болуп қалмаслиқи үчүн, (итаәт қилғучиларға җәннәт билән) хушхәвәр бәргүчи, (асийлиқ қилғучиларни дозахтин) агаһландурғучи пәйғәмбәрләрни әвәттуқ, аллаһ ғалибтур, һекмәт билән иш қилғучидур[165]. (йәһудийлар вә насаралар сениң пәйғәмбәрликиңгә гуваһлиқ бәрмисә гунаһи өзигә) лекин аллаһ саңа назил қилған қуран арқилиқ (пәйғәмбәрликиңгә) гуваһлиқ бериду, аллаһ қуранни (башқилар билмәйдиған өзигә хас) илми билән назил қилди. пәриштиләрму (аллаһ саңа назил қилған қуранға вә пәйғәмбәрликиңгә) гуваһлиқ бериду, (башқилар гуваһлиқ бәрмигәндиму) аллаһниң гуваһлиқи йетәрликтур[166]. шүбһисизки, капир болғанлар вә (кишиләрни) аллаһниң йолидин тосқанлар һәқиқәтән қаттиқ азди[167]. шүбһисизки, капир болғанлар вә зулум қилғанларни аллаһ мәғпирәт қилмайду, тоғра йолғиму (йәни җәннәтниң йолиғиму) башлимайду[168]. (уларни) пәқәт җәһәннәмниң йолиға башлайду, улар җәһәннәмдә мәңгү қалиду, бу (йәни уларни җәһәннәмдә мәңгү қалдуруш) аллаһқа асан[169]. и инсанлар! пәйғәмбәр (йәни муһәммәд әләйһиссалам) силәргә пәрвәрдигариңлардин һәқ (дин) елип кәлди, иман ейтиңларки, (бу) силәр үчүн пайдилиқ, әгәр инкар қилсаңлар (йәни куфрини давамлаштурсаңлар) (аллаһ силәрдин биһаҗәт). чүнки асманлардики вә земиндики шәйиләрниң һәммиси аллаһниңдур (йәни аллаһниң мәхлуқатидур, мүлкидур). аллаһ (бәндилириниң әһвалини) билгүчидур, һекмәт билән иш қилғучидур[170].

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر