мәвлана җәлалиддин руминиң висал күни хатирилиниду

бу хәлқаралиқ катта мурисим мол мәзмунлуқ, һәр түрлүк паалийәтлири билән пүтүн дунйаниң диққитини тартип кәлмәктә.

862483
мәвлана җәлалиддин руминиң висал күни хатирилиниду

түркийә авази радийоси хәвири: мәвлана җәлалиддин руминиң висалға йәткәнликиниң 744 – йилини хатириләш хәлқаралиқ пирограммиси «шәбби арус» конийада әтә 7 – декабир күни башлиниду.

бу даиридә, мәвливи әнәниси, йәрмәнкә, күлтүр вә сәнәт паалийәтлиридин башқа йәнә, илмий йиғинлар, нәпис сәнәт көргәзмиси, музика, шиир деклиматсийә қилиш, мукапат мурасими, тийатир, кино, мәвлана һәққидә филимләр вә имза қойуш паалийәтлири өткүзүлиду. 

пирограмма мәвлана җәлалиддин руминиң дунйа билән видалашқан 17 – декабир күнидики висалға йетиш кечиси «шәбби арус» мурасими билән ахирилишиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر