йахшилиқ вә йаманлиқниң һәммиси аллаһ тәрипидиндур

бу қәвмгә немә болдикин, улар һечбир сөзни (йәни һәммә шәйиниң аллаһниң тәқдири билән болидиғанлиқини) чүшәнмәйду

808133
йахшилиқ вә йаманлиқниң һәммиси аллаһ тәрипидиндур

түркийә авази радийоси: ниса сүриси, 76 – 80 - айәтләр. мөминләр аллаһниң йолида җиһад қилиду, капирлар шәйтанниң йолида уруш қилиду؛ шәйтанниң достлири билән уруш қилиңлар (силәр уларни йеңисиләр), шәйтанниң тәдбири һәқиқәтән аҗиздур[76]. (и муһәммәд!) уларға (йәни мәккидә туруп урушушни тәләп қилғанларға): «(уруштин) қолуңларни йиғиңлар, намаз оқуңлар, закат бериңлар» дегән кишиләрни көрмидиңму? (йәни улардин әҗәбләнмәмсән?) буларға җиһад пәрз қилинған чағда, уларниң арисидики бир түркүм кишиләр дүшмәндин гойа аллаһ (ниң азаби) дин қорққандәк бәлки униңдинму бәттәррәк қорқиду. улар (өлүмдин қорқуп): «пәрвәрдигаримиз! бизгә немә үчүн җиһадни пәрз қилдиң? немә үчүн бизни узаққа қалмай келидиған әҗәлгичә тәхир қилмидиң? (йәни әҗилимиз йәткүчә тәхир қилсаң, урушта өлтүрүлмисәк болмасмиди?)» деди. (и муһәммәд!) ейтқинки, «дунйаниң мәнпәити аздур (йәни дунйаниң немити панийдур), (аллаһтин) қорққан (вә униң әмрини тутқанлар) үчүн ахирәт йахшидур, силәргә қилчилик зулум қилинмайду (йәни қилған әмәлиңларниң саваби кемәйтилмәйду)»[77]. қәйәрдә болмаңлар, (әҗәл кәлгәндә) өлүм силәрни тапиду, силәр мустәһкәм қәләләрдә болған тәқдирдиму. әгәр улар (йәни мунапиқлар) бирәр йахшилиққа еришсә, «бу аллаһтин болди» дәйду؛ әгәр улар бирәр зийан ـ зәхмәткә учриса, «бу сәндин (йәни сениң дитиңға киргәнликимиздин) болди» дәйду. (и муһәммәд! бу әхмәқләргә) ейтқинки, «(йахшилиқ вә йаманлиқниң) һәммиси аллаһ тәрипидиндур (йәни һәммисини аллаһ йаратқандур)». бу қәвмгә немә болдикин, улар һечбир сөзни (йәни һәммә шәйиниң аллаһниң тәқдири билән болидиғанлиқини) чүшәнмәйду[78]. (и инсан!) саңа йәткән йахшилиқ (мәрһәмәт қилиш йүзисидин) аллаһ тәрипидиндур, саңа йәткән йаманлиқ (қилмишлириң түпәйлидин) өзүңдиндур. (и муһәммәд!) сени биз (пүтүн) инсанларға пәйғәмбәр қилип әвәттуқ, (сениң пәйғәмбәрликиңгә) шаһитлиққа аллаһ йетәрликтур[79]. кимки пәйғәмбәргә итаәт қилидикән, у аллаһқа итаәт қилған болиду (чүнки пәйғәмбәр аллаһниң әмрини йәткүзиду). кимки (и муһәммәд!) сәндин йүз өрүйдикән, (билгинки) биз сени уларға көзәтчи (йәни уларниң әмәллирини көзитип, әмәллиригә қарап һесаб алғучи) қилип әвәтмидуқ[80].

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر