йәһудий қирғинчилиқини инкар қилған нәшрийат еғир җазаға тартилди

венгрийә сот мәһкимиси йәһудий қирғинчилиқи инкар қилинған китабни нәшир қилип тарқатқан нәшрийатни төләм җазасиға һөкүм қилди.

800414
йәһудий қирғинчилиқини инкар қилған нәшрийат еғир җазаға тартилди

түркийә авази радийоси хәвири: венгрийә хәвәр агентлиқиниң будапешт баш тәптиш мәһкимисини мәнбә көрситип хәвәр қилишичә, шиветсийәлик бир йазғучиниң йәһудий қирғинчилиқиниң тоғра әмәслики илгири сүрүлгән китабини нәшир қилип тарқатқан нәшрийатни 120 миң форинт (тәхминән 1600 түркийә лираси) төләм җазасиға һөкүм қилған.

хәвәрдә дейилишичә,  2012 - йили венгрчиға тәрҗимә қилинған китабта, йәһудий қирғинчилиқиниң «мәсәл» икәнлики илгири сүрүлгән һәмдә газ өйлири талаш - тартиш қилинған,  мәзкур китабни нәшир қилип тарқатқан нәшрийат җинайитини иқрар қилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر