иман ейтқан вә йахши әмәлләрни қилғанларниниң мукапати

иман ейтқан вә йахши әмәлләрни қилғанларни астидин өстәңлар еқип туридиған җәннәтләргә киргүзимиз, улар җәннәтләрдә мәңгү қалиду.

789761
иман ейтқан вә йахши әмәлләрни қилғанларниниң мукапати

түркийә авази радийоси: ниса сүриси, 56 – 60 - айәтләр. улар (йәни йәһудийлар) ниң ичидә униңға (йәни муһәммәд әләйһиссаламға) иман ейтқанларму бар, униңдин йүз өрүгәнләрму бар, уларға (уларниң куфриға җаза бериш йүзисидин) җәһәннәмниң йенип турған оти йетәрликтур[55]. шүбһисизки, бизниң айәтлиримизни инкар қилғанларни дозахқа киргүзимиз, уларниң терилири пишип түгигән чағда азабни тетитиш үчүн орниға башқа терә йәңгүшләймиз. аллаһ һәқиқәтән ғалибтур, һекмәт билән иш қилғучидур[56]. иман ейтқан вә йахши әмәлләрни қилғанларни астидин өстәңлар еқип туридиған җәннәтләргә киргүзимиз, улар җәннәтләрдә мәңгү қалиду. у йәрдә уларға пак җүптиләр болиду, уларни җәннәтниң мәңгүлүк сайисигә дахил қилимиз[57]. шүбһисизки, аллаһ силәрни аманәтләрни игисигә қайтурушқа, кишиләр арисида һөкүм қилғанда адил һөкүм қилишқа буйруйду, аллаһ силәргә нәсиһәт қилған ишлар немидегән йахши, аллаһ һәқиқәтән (сөзүңларни) аңлап турғучидур[58]. и мөминләр! аллаһқа, пәйғәмбәргә вә өзүңлардин болған иш үстидикиләргә итаәт қилиңлар, әгәр силәр бир шәйидә ихтилап қилишип қалсаңлар, бу тоғрида аллаһқа вә пәйғәмбәргә мураҗиәт қилиңлар, бу (йәни аллаһниң китабиға вә пәйғәмбириниң сүннитигә мураҗиәт қилиш) силәр үчүн пайдилиқтур, нәтиҗә етибари билән гүзәлдур[59]. саңа назил қилинған китабқа (йәни қуранға) вә сәндин бурун назил қилинған китабларға (йәни тәвратқа вә инҗилға) иман кәлтүрдуқ дәвалған кишиләр (йәни мунапиқлар) ни көрмидиңму? улар әрзини шәйтанниң алдиға елип бармақчи болуватиду؛ һалбуки, улар шәйтанни инкар қилишқа буйрулған, шәйтан уларни чоңқур аздурушни халайду[60].

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر