капирлар вә пәйғәмбәргә асийлиқ қилғанлар қийамәт күни тупраққа айлинип кетишни арзу қилиду

капирлар вә пәйғәмбәргә асийлиқ қилғанлар у күндә (улар қийамәтниң дәһшитини көргәнликтин) йәр билән түптүз қиливетилишини (йәни йәргә көмүлүп тупраққа айлинип кетишини) арзу қилиду

785994
капирлар вә пәйғәмбәргә асийлиқ қилғанлар қийамәт күни тупраққа айлинип кетишни арзу қилиду

түркийә авази радийоси: ниса сүриси, 42 – 46 - айәтләр. капирлар вә пәйғәмбәргә асийлиқ қилғанлар у күндә (улар қийамәтниң дәһшитини көргәнликтин) йәр билән түптүз қиливетилишини (йәни йәргә көмүлүп тупраққа айлинип кетишини) арзу қилиду, (уларниң һәммә әзаси гуваһ болғанлиқтин) аллаһтин һечбир сөзни йошуралмайду[42]. и мөминләр! силәр мәст болсаңлар , немә дәватқиниңларни билгиниңларғичә, җунуп болсаңлар, ـ йол үстидә болғанлар (буниңдин) мустәсна, ـ ғусли қилмиғучә намазға йеқинлашмаңлар, әгәр кесәл (йәни кесәлгә су зийан қилидиған болса) йаки сәпәр үстидә болсаңлар, йаки һаҗәт қилсаңлар, йаки айаллар билән мунасивәт өткүзсәңлар, (мушундақ әһвал астида) су тапалмисаңлар, пак тупрақни йүзүңларға, қолуңларға сүртүп тәйәммум қилиңлар, аллаһ һәқиқәтән әпу қилғучидур, мәғпирәт қилғучидур (йәни аллаһ бәндилиригә һәрәҗ болмаслиқи үчүн ибадәтни асанлаштуруп бәргүчидур)[43]. (и муһәммәд!) китабтин (йәни тәвраттин) несивә берилгән кишиләр (йәни йәһудий моллилири) ниң гумраһлиқни сетивалғанлиқини вә силәрниң тоғра йолдин езишиңларни халайдиғанлиқини көрмидиңму?[44]. аллаһ силәрниң дүшмәнлириңларни обдан билиду. аллаһ силәрни сақлашқа йетәрликтур вә силәргә мәдәткар болушқа йетәрликтур (йәни силәрни йәһудийларниң микридин сақлашқа аллаһ купайидур)[45]. йәһудийларниң ичидә китабниң (йәни тәвратниң) сөзлирини өзгәртиветидиғанларму бар, улар: «биз (сөзүңни) аңлидуқ, (әмриңгә) бойсунмидуқ, бизгә қулақ сал, биз саңа қулақ салмаймиз» дәйду, динға тәнә қилиш йүзисидин, раина дегән сөзни тиллирини әгри қилип ейтиду. әгәр улар (йуқириқи сөзлириниң орниға) аңлидуқ вә бойсундуқ, қулақ сал, унзурна десә, улар үчүн (аллаһниң дәргаһида) техиму йахши, техиму тоғра болатти, лекин куфри сәвәблик аллаһ уларни рәһмитидин йирақ қилди. уларниң азғинисидин башқиси иман ейтмайду[46].

 

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر