мәвлана җалалиддин румини хатириләш мурасими бүгүн башлиниду

бу катта мурасим, лексийә йеғинлири, тийатир номурлири, көргәзмә, диний күйләр, музика консертлири қатарлиқ пирогрммиларни өз ичигә алиду.

625273
мәвлана җалалиддин румини хатириләш мурасими бүгүн башлиниду

түркийә авази радийоси хәвири: нами пүтүн дунйаға пур кәткән түрк мутәпәккур, шаир вә мутәсәввуп мәвлана җалалиддин руми вапат болғанлиқиниң 743 – йилини хатириләш паалийәтлири бүгүн конйада башлиниду.

паалийәт 11 күн давамлишиду, җәмий 105 пирограмма өткүзүлиду. 

хатириләш паалийәтлири «қандилға ойғитиш», «сөйгү вә бирлик йүрүши» билән башлиниду. андин армийә баш қоманднлиқ иштабиға қарашлиқ османличә барабан әтритиниң һәмраһлиқида мәвлана җалалиддин руминиң мәқбәрисгә берип, дуа-тилавәт қилиниду.

бу катта мурасим, лексийә йеғинлири, тийатир номурлири, көргәзмә, диний күйләр, музика консертлири қатарлиқ пирограммиларни өз ичигә алиду.

сама мурасимини көрүшни халайдиғанлар беләтләрни «ebilet.konyakultur.gov.tr» торадресидин алса болиду.   

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر