қошнимиз ‹чоңқур иишқи – муһәббәт› намлиқ телевизийә тийатирини интайин йақтурди

түркийәдә ишләнгән қара сәвда ‹чоңқур иишқи – муһәббәт› намлиқ телевизийә тийатири гиретсийә хәлқиниң қизғин алқишиға еришти.

530082
қошнимиз ‹чоңқур иишқи – муһәббәт› намлиқ телевизийә тийатирини интайин йақтурди

түркийә авази радийоси хәвири: Mega TV дә көрситилишкә башлиған телевизийә тийатири дөләт бойичә көрүрмәнләр әң йақтуридиған телевизийә тийатири болди. бурақ өзчивит билән нәслиһан атагүл баш рол алған, һилал сарал режиссорлуқида ишләнгән телевизийә тийатири мәзмуниниң моллуқи, җәзбидарлиқи вә даңлиқ артислири билән гиретсийә хәлқиниң қизғин алқишиға еришти. 24 қисми адәттин ташқири дәриҗидә көрүрмәнләрниң қизғин алқишиға еришкән телевизийә тийатириниң йеңи қисимлири сентәбирдин етибарән көрүрмәнләр билән йүз көрүшиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر