«һейт – байрамлар миллий бирлик вә баравәрликни күчәйтиш үчүн тепилғусиз пурсәт»

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған һейт – байрамларниң һейт – байрамларниң миллий бирлик вә баравәрликни күчәйтиш үчүн тепилғусиз пурсәт икәнликини ейтти.

523760
«һейт – байрамлар миллий бирлик вә баравәрликни күчәйтиш үчүн тепилғусиз пурсәт»

түркийә авази радийоси хәвири: әрдоған роза һейт мунасивити билән елан қилған байанатида, пүткүл түркийә хәлқи вә ислам дунйасиниң роза һейтини қизғин тәбриклиди һәмдә ислам дунйасиниң роза һейтни наһайити мушәққәтлик бир пәйттә тәбрикләйдиғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «ислам дунйаси роза һейтни күтүвелиш алдида туруватқан бир пәйттә, афғанистандин сүрийәгичә охшимиған қийинчилиқларни баштин кәчүрүватқан мәзлум қериндашлиримиз бар. толиму әпсуски, түркийәдиму роза һейт хушаллиқиға террорлуқ һуҗумлири көләңгә чүшүрди. оттура шәрқму, йавропаму җиддий киризисләргә дуч кәлмәктә. мана мушундақ һалқилиқ бир пәйттә, түркийә келәчәк үчүн үмид чириғи йандуруш мәқситидә исраилийә вә русийә билән дипломатик мунасивәтлирини әслигә кәлтүрүш йолида тарихий қәдәм ташлиди. бундақ қилишимиздики нишанимиз, террор вә сүний сүркилишләр кәлтүрүп чиқарған киризисләрни һәл қилип, бузулған мунасивәтлиримизни нормаллаштуруш, бу арқилиқ дөлитимизни техиму гүлләндүрүштин ибарәт. бу даиридә барлиқ тосалғуларни бир - бирләп пачақлап ташлаватимиз. ахирида дөлитимизни техиму қудрәт тапқузимиз. бир қисим күчләрниң террор билән, түрлүк киризисләр билән йолимизға тосалғу болушиға қәтий күчи йәтмәйду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر