түркийә көк байрақлиқ саһил саһәсидә дунйа бойичә  иккинчи болди

түркийә 444 көк байрақлиқ саһили вә муәссәсәси билән 50 дөләт ичидә иккинчи болди.

508864
түркийә көк байрақлиқ саһил саһәсидә дунйа бойичә  иккинчи болди

түркийә авази радийоси хәвири: хәлқара көк байрақлиқ саһилларни баһалаш һәйити 2016 – йиллиқ көк байрақ мукапатлириға лайиқ көрүлгәнләрниң тизимликини елан қилди.

2015 – йилиму 436 мукапатлиқ көк байрақлиқ саһили билән тунҗи қетим дунйа бойичә иккинчи болған түркийә көк байрақниң санини йилсери көпәйтмәктә.

испанийә 588 көк байриқи билән хәлқара көк байрақлиқ саһилларни баһалаш һәйитиниң тизимликидә биринчи рәткә тизилди.

«көк байрақ» йавропа иттипақиниң өлчәмлиригә тошидиған саһиллар үчүн берилиду.

хәлқара муһит асраш вә маарип фонди тәрипидин берилидиған көк байрақ сайаһәт ишлирини тәрәққий қилдурушта түрткилик рол ойнайду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر