«терроризмға қарши күрәш адаққичә давамлишиду»

баш министир йилдирим терроризмға қарши күрәшниң адаққичә давамлишидиғанлиқини ейтти.

508875
«терроризмға қарши күрәш адаққичә давамлишиду»

түркийә авази радийоси хәвири: баш министир йилдирим түнүгүн ванда аммиви муәссәсәләрни ишқа кириштүрүш мурасимиға қатнашти, кәң хәлқ аммиси билән бирликтә иптар қилди.

йилдирим ван зийарити җәрйанида бәргән байаналирида, анадолуниң шәрқий районлиридики хәлқниңму, һүнәрвәрн - касипларниңму террорниң зийиниға учриғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «хәлқимиз шуниңға қәтий ишиниши керәкки, терроризмни чоқум түп йилтизидин қурутуп ташлаймиз. корд қериндашлиримизниң һәқ – һоқуқлирини қоғдаватқанлиқини илгири сүрүп, террорлуқ һуҗумлирини елип бериватқанларға шундақ хитаб қилимәнки, силәр корд хәлқигә бесим билән, һүнәрвән – касипларни җениға җақ тойғузуш билән хизмәт қиламсиләр? корд хәлқини сөйүш, хизмәт қилиш мәһәллиләрдә, кочиларда хәндәк қезиш, бесивалған районлар вә кочиларда террорлуқ һуҗумлирини елип беришму? әмәлийәттә корд хәлқигә хизмәт қиливатқанларниң иш орунлириға от қойуп бериш, керәк-йарағлириға от қойуветишму?»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر