пүткүл дунйа мусулманлириниң иптихари болған бокс шаһи ахирәткә узитип қойулди

пүткүл дунйа мусулманлириниң иптихари болған дунйаға даңлиқ бокс шаһи муһәммәд әли америка қошма иштатлириниң кентаки иштатиниң лосвилле шәһиридә ахирәткә узитип қойулди.

508651
пүткүл дунйа мусулманлириниң иптихари болған бокс шаһи ахирәткә узитип қойулди

түркийә авази радийоси хәвири: кәң хәлқ аммиси муһәммәд әли туғулған кочиға сәлдәк ақти, қанчә он миңлиған киши муһәммәд әлиға болған сөйгүсини изһар қилип, униң тавутини елип маңған аптомобилни гүлләр билән көмүвәтти.

74 йешида бу дунйа билән мәңгүлүк видалашқан муһәммәд әли вәсийитигә уйғун һалда өткүзүлгән мурасимлар арқилиқ ахирәткә узитип қойулди.

муһәммәд әлиниң тавути гранд кочисидики өйи, боксчилиқни өгәнгән тәнтәрбийә зали, намидин тәсис қилинған музей вә нами берилгән коча қатарлиқ җайларда айландурулғандин кейин, аилә әзалириму иштирак қилған мурасим арқилиқ Cave Hill  қәбристанлиқиға дәпнә қилинди. мурасимни көплигән дөләтләрдин кәлгән йүзләрчә телевизийә қаналлири нәқ мәйдандин тарқатти. қәбристанлиқниң кириш еғизи гүл – чечәкләр билән толуп кәткәниди.

бу арилиқта, америка пирезиденти барак обама ахирәткә узитип қойулған бокс шаһи үчүн көрүнүшлүк байанат елан қилди. байанатида муһәммәд әлини «қәһриман» дәп тәриплигән обама у һайат вақтида өзигә һәдийә қилған китаб вә пәләйләрни көрүрмәнләр билән ортақлашти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر