11 милйон киши хитайдики ит гөши йейиш фестивалиниң чәклиниши үчүн имза топлиди

дунйаниң һәрқайси җайлиридики 11 милйон киши һәр йили хитайниң ғәрбий шималида өткүзүлидиған «ит гөши йейиш фестивали» ниң чәклиниши үчүн имза топлиди.

508804
11 милйон киши хитайдики ит гөши йейиш фестивалиниң чәклиниши үчүн имза топлиди

түркийә авази радийоси хәвири: мәлуматларға қариғанда, гуаңшиниң йүлин шәһиридә хитайлар 2009 – йилдин тартип һазирғичә һәр йили өткүзүлүватқан фестивалда 40 миңдин артуқ итни сойуп, гөшини йәйдикән.

һайван сөйәрләр бу йил 21 – ийун күни башлиниши пиланлиниватқан фестивалниң мәний қилиниши үчүн интернет арқилиқ имза топлиған, дунйаниң һәрқайси җайлирида ишқа кириштүүрүлгән бу паалийәтни қоллайдиғанларниң сани 11 милйонға йәткән. 20 дин артуқ һайванларниң һәқ – һоқуқлирини қоғдаш паалийәтчиси топланған имзаларни йенида еливалған итлири билән бирликтә алақидар тармақларға тапшуруп бәргән.

һайванатларниң һәқ – һоқуқлирини қоғдаш паалийәтчилири хитайдики фестивалниң мәний қилинишини тәләп қилса, фестивалниң давамлишишини қоллайдиғанлар ит гөшиниң инсанларға пайдилиқ икәнликини илгири сүрмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر