иранлиқ айал академик қолға елинди

канаданиң конкордиа университетидин пинсийәгә чиққан иранлиқ айал академик һома һудфер иранда иранға қарши мәлум бир дөләт билән һәмкарлашқанлиқи билән әйиблинип қолға елинди.

508438
иранлиқ айал академик қолға елинди

түркийә авази радийоси хәвири: иранлиқ айалларниң парламент сайлимиға қатнишиш әһвалини тәкшүрүш мәқситидә иранға кәткән һома һудферға чәт әлгә чиқиш чәклимисиму қойулди.

канада ташқи ишлар министири җон берд бу һәқтә елан қилған байанатида, һудферниң мәсилисиниң канадаға нисбәтән наһайити зор әһмийәткә игә икәнликини тәкитлиди.

мәлуматларға қариғанда, «исламда җинсийәт» темисида мутәхәссис болған һудферниң елан қилинған тәтқиқат доклатлири вә мақалилири бар икән.

канада – иран мунасивәтлири 2003 – йили зәһра казәми исимлик канадалиқ бир журналистниң қолға елинип, сорақ қилиниш җәрйанида бешиға тәккән зәрбә сәвәбидин өлүп кәткәндин буйан йахши әмәс иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر