әрдоған: әсәд 600 миң пуқрасини өлтүргән қатил

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған бәшшар әсәдниң 600 миң пуқрасини өлтүргән қатил икәнликини ейтти.

507992
әрдоған: әсәд 600 миң пуқрасини өлтүргән қатил

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған бокс шаһи муһәммәд әлиниң мейт намизиға қатнишиш үчүн америка қошма иштатлирида зийарәттә болуватқан мәзгилдә бир мухбирниң сүрийә пирезиденти бәшшар әсәдкә мунасивәтлик соалиға җаваб бәргәндә, мундақ деди: «бәшшар әсәд 600 миң пуқрасини өлтүрди, униң зулми сәвәбидин 12 милйон пуқраси өз йуртида мусапир болуп қалди. әмма у техичә худди бир ишғалийәтчидәк өз хәлқини вәһшийләрчә қирғин қилмақта. сүрийәдики уруш сәвәбидин пәқәт түркийә бағриға бесиватқан мусапирларниң санила 3 милйонға йетиду. униң өз хәлқигә селиватқан зулмини тил билән тәсвирләп бәргили болмайду, шуңа пүткүл инсанийәт дунйаси бәшшар әсәдни чәткә қеқиши керәк дәп қараймән. униңға йардәмчи болуватқанларниңму униң зулмиға вә қәтлиамлириға ортақ болуватқанлиқиға ишинимән. маңа нисбәтән униң ейтқанлириниң һечқандақ әһмийити йоқ.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر