әрдоған: бокс шаһи муһәммәд әли әркинлик җәңчиси иди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған бокс шаһи муһәммәд әлиниң әркинлик җәңчиси вә урушқа қарши күрәш үлгиси икәнликини ейтти.

507953
әрдоған: бокс шаһи муһәммәд әли әркинлик җәңчиси иди

түркийә авази радийоси хәвири: әрдоған:  җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған бокс шаһи муһәммәд әлиниң мейт намизиға қатнишиш үчүн америка қошма иштатлириға йетип барғандин кейин, рәпиқиси әминә әрдоған вә һәмраһлиқидики һәйәт билән бирликтә луивил шәһиридики муһәммәд әли музейини зийарәт қилди.

музейдин чиқишида чәт әллик мухбирларниң соаллириға җаваб бәргән әрдоған муһәммәд әлиниң әркинлик җәңчиси вә урушқа қарши мәсилиләрдә үлгилик шәхс икәнликини тәкитләп мундақ деди: «әркинлик үчүн һармай – талмай күрәш қилған вә бу күришини 22 йешида мусулман болғандин тартип таки вапат болғанға қәдәр давамлаштурған үлгилик бир шәхсниң мейт намизиға қатнашмай, йирақтин көзәтсәк тоғра болмайтти. мусулман қериндиши болуш сүпитим билән униң мейт намизиға биваситә қатнишишни хәлқим намидин баш тартип болалмайдиған муқәддәс бурчум дәп қаридим. мәрһумниң йатқан йери җәннәт болғай.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر