түркийәниң 2023 – йиллиқ нишани

түркийәниң 2023 – йиллиқ нишани сағламлиқ сайаһитидин 20 милйард доллар кирим қилиш.

508353
түркийәниң 2023 – йиллиқ нишани

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә сағламлиқ сайаһити саһәсидә кесәл вә кирим җәһәттин америка вә германийәдин қалса дунйа бойичә үчинчи орунда туриду. шуңа түркийә  2 милйон сағламлиқ сайаһитидин 20 милйард доллар кирим қилишни 2023 – йиллиқ нишани қилип бекитти. түркийә сағламлиқ сайаһитини тәрәққий қилдүрүш җәмийити башлиқиниң вә лив дохтурханисиниң баш маслаштурғучиси мәри истироти бу саһәдә 20 милйард доллар киримни қолға кәлтүрүш арқилиқ, тоғра қәдәмләрниң түрткисидә сағламлиқ сайаһитиниң техиму тәрәққий қилдурилидиғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «сағламлиқ сайаһити 2005 – йилидин буйан адәттин ташқири дәриҗидә тез тәрәққий қилмақта. түркийә дохтурлириниң сүпәтлик болуши, йуқири техникилиқ, заманиви дохтурханилар һәмдә йахши идарә – орган мулазимәтлиридин сирт йәнә, меһмандуслуқиму таллинишида түрткилик рол ойнимақта. америкидики дохтурханиларға қариған түркийәдики дохтурханиларда давалиниш 4 һәссә әрзан, йавропадикигә селиштурғанда түркийәдә давалиниш % 50 әрзан.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر