түркийә һава йоллири ширкити йапонийәлик балиларға ойунчуқ һәдийә қилди

түркийә һава йоллири ширкити йапонийәниң кумамото районида 15 – 16 – апрел күнлири 20 – дин артуқ адәм өлүп кәткән йәр тәврәштә зийанға учриған балиларға ойунчуқ тарқитип бәрди.

508439
түркийә һава йоллири ширкити йапонийәлик балиларға ойунчуқ һәдийә қилди
japonya deprem çocuk.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә һава йоллири ширкити осака шөбисиниң мудири җәм һәсән алдәмир кумамотониң минами асо йезисидики чойо балилар йәслисидики 98 балиға ойунчуқ тарқитип бәрди һәмдә йезидики йәнә 2 йәслидики балиларғиму һәдийә тарқитип беридиғанлиқлирини тәкитләп мундақ деди: «өсмүрләрниң қәлбини иллитқанлиқимиздин өзимизни толиму бәхтлик һес қилимиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر